җоһаннисбургда аридин 11 йил өткәндин кейин тунҗи қетим қар йағди

җәнубий африқа җумһурийитиниң әң чоң шәһири вә иқтисадий пайтәхти җоһаннисбургда 2012-йилдин буйан тунҗи қетим қар йағди.

2009741
җоһаннисбургда аридин 11 йил өткәндин кейин тунҗи қетим қар йағди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий йерим шарға җайлашқан вә қишниң әң соғуқ күнлирини баштин кәчүруватқан җәнубий африқа җумһурийитиниң шәрқий кап қатарлиқ бәзи районида һәптә ахиридин бери қар йеғиш башланди.

җоһаннисбургда бүгүн әтигәндин башлап қар йағди.

қар наһайити аз йағидиған җоһаннисбург шәһиридә, аһалиләр 11 йилдин кейин көрүлгән тунҗи қарниң пәйзини сүрмәктә.

җәнубий африқа метеорологийә идариси (SAWS) ниң байанатида, начар һаварайиниң һәптә бойичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر