зеленский қара деңиздики йилан арилини зийарәт қилди

украина пирезиденти володимир зеленский қара деңиздики йилан арилини зийарәт қилғанлиқини билдүрди.

2008747
зеленский қара деңиздики йилан арилини зийарәт қилди

түркийә авази радйоси хәвири:  зеленский иҗтимаий алақә һесабидики йазмисида бүгүн русийә-украина уруши башланғанлиқиниң 500-күни икәнликини әскәртти.

зеленский йилан арилини зийарәт қилғанлиқини билдүрүп, бу аралға «азад украинаниң азад арили» дәп баһа бәрди.

зеленский: «мән бу йәрдики таҗавузчиларға қарши күрәш қилған барлиқ кишиләргә рәһмәт ейтимән. кәң көләмлик урушниң әң муһим җәңлириниң бири болған бу урушта һайатини тәқдим қилған қәһриманларни хатириләймиз, қара деңизимизда бихәтәрлик  үчүн күрәш қилғанларға шан-шәрәп йар болсун» деди.

қара деңизниң украина тәвәликигә җайлашқан йилан арили 2022-йили февралда русларниң контроллуқиға өтүп кәткән болуп, шу йили ийун ейиниң ахирида украина армийәси арални руслардин азад қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر