йален хитайни зийарәт қилиду

америка малийә министири җанет йален (Janet Yellen) хитайни зийарәт қилиду.

2006190
йален хитайни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка малийә министирлиқи байанат елан қилип, министир җанет йаленниң 6-9-ийун күнлири бейҗиңда зийарәттә болидиғанлиқини билдүрди.

байанатта, җанет йаленниң хитай мәсуллири билән «дунйадики икки чоң иқтисадий гәвдиниң мунасивәтлирини мәсулийәтчанлиқ билән башқуруш, көңүл бөлидиған саһәләрдә биваситә алақә орнитиш вә йәр шари характерлик хирисларни музакирә қилиш үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситишниң муһимлиқи» үстидә өзара пикир алмаштуридиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, хитай билән өзара пайда йәткүзидиған иқтисадий ешиш билән йеңилиқ йаритишқа илһам беридиған, америка ишчилири вә ширкәтлири үчүн иқтисадий пурсәтләрни йаритидиған иқтисадий мунасивәтләр үстидә издинишләрниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, килимат өзгириши вә қәрз қийинчилиқи қатарлиқ йәр шари характерлик мәсилиләрни һәл қилиш үчүн һәмкарлиқ орнитиш тиришчанлиқлириниңму давамлишиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر