путин пәләстин пирезиденти мәһмуд аббас билән сөһбәтләшти
русийә пирезиденти виладимир путин пәләстин пирезиденти мәһмуд аббас билән телефонда көрүшти.
түркийә авази радйоси хәвири: кермил сарийиниң байанатиға асасланғанда, пәләстин рәһбири мәһмуд аббас 24-ийун вәқәлири җәрйанида асасий қанун тәртипини вә қанунни қоғдашқа қарита русийә һөкүмити ташлиған қәдәмләрни толуқ қоллайдиғанлиқини билдүргән.
икки рәһбәр сөһбәттә русийә билән пәләстинниң мунасивитини йәниму тәрәққий қилдурушқа болған өз-ара позитсийәлирини ипадилигән.
русийә тәрәп пәләстин-исраилийә киризисигә қарита һазирқи хәлқара қанун асасида адил вә давамлаштурғили болидиған һәл қилиш чарисини тепиштики мәйданини қайта тәкитлигән.
пирезидент путин қурбан һейт мунасивити билән аббас вә барлиқ пәләстин хәлқини тәбриклигән.
путин билән аббас алақә - мунасивәтлирин давамлаштурушқа келишкән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
силовенийәму пәләстинни етирап қилди
силовенийә һөкүмити пәләстин дөлитини етирап қилиш тоғрулуқ қарар чиқарди.