русийә 51 украина әскириниң җәситини кийевға тапшуруп бәрди

украина вақитлиқ ишғал қиливелинған районларни қайтидин маслаштуруш министирлиқи байанат елан қилип, 51 украина әскириниң җәситиниң қайтуруп келингәнликини уқтурди.

2003825
русийә 51 украина әскириниң җәситини кийевға тапшуруп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина вақитлиқ ишғал қиливелинған районларни қайтидин маслаштуруш министирлиқи байанат елан қилип, урушта һайатидин айрилған әскәрләрниң җәситиниң украинаға елип келингәнликини уқтурди.

байанатта: «бүгүн 51 әскәрниң җәсити йуртқа қайтуруп келинди. җәсәтләр алақидар органлар вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң йардими сайисида, украинаниң вақитлиқ ишғал қиливелинған земинлиридин әвәтилди» дегән ибариләргә орун берилди.

әскәрләрниң җәситини қайтуруш җәрйаниниң җәнвә әһдинамисиниң роһиға асасән елип берилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر