русийә 48 австралийәликкә җаза йүргүзди

русийә викторийә өлкиси муавин баш министири җакинта алланни өз ичигә алған 48 австралийә пуқрасиға «ғәрбниң русофобийә (русийәгә қарши туруш) һәрикитини қоллиғанлиқи» үчүн җаза йүргүзүшни қарар қилди.

2003826
русийә 48 австралийәликкә җаза йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: ABC қанилиниң хәвәр қилишичә, москва аллан қатарлиқ 48 сийасийон, журналист вә сода – санаәтчиниң русийә тәвәликигә киришини чәклигән.

русийә җаза йүргүзгән кишиләрни ғәрбниң «русофобик» һәрикитигә аваз қошуш билән әйиблигән вә бу җазаниң русийә пуқралириға йүргүзүлгән «сийасий ғәрәзлик» җазалардин интиқам елиш үчүн йолға қойулғанлиқини илгири сүргән.

алан җаза қараридин кейин байанат елан қилип: «биз һазирқидәк қийин шараитта украиналиқ аилиләр билән бир сәптә туримиз» деди.

русийә 16 – ийун (2023) күни журналистлар, мутәхәссисләр вә содигәрләрни өз ичигә алған 121 авистиралийәликкә җаза йүргүзүшни қарар қилғаниди.

2022 - йили 2 - айниң 24 - күни башланған русийә - украина урушидин кейин, австралийә русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков вә русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова қатарлиқ кишиләргә җаза йүргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر