хитай баш министири ли чйаң парижда йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел билән көрүшти

хитай баш министири ли чйаң дөлитиниң тәрәққийатиниң йавропа вә дунйаниң башқа җайлириға хәтәр әмәс, бәлки пурсәт елип келидиғанлиқини ейтти.

2003802
хитай баш министири ли чйаң парижда йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқи баш министир ли чйаңниң фирансийәниң пайтәхти парижда өткүзүлгән «йеңи йәршари пул - муамилә шәртнамиси башлиқлар йиғини» җәрйанида йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, ли чйаң көрүшүштә, хитай билән йавропа иттипақи оттурисида түпки мәнпәәт тоқунуши йоқлуқини, бир тәрәпниң тәрәққийатиниң йәнә бир тәрәпкә пайдилиқ икәнликини оттуриға қойған.

у хитай билән йавропаниң истратегийәлик әркинлик вә көп тәрәплимиликни чиң тутуш арқилиқ өзара ишәнчни тәрәққий қилдуруши керәкликини тәкитләп: «бу хил позитсийә хитай билән йавропаниң ортақ тәрәққийатиға, дунйави хирисларға ортақ тақабил туруш һәмдә көп қутуплуқ дунйа бәрпа қилишқа төһпә қошиду» дегән.

у йәнә йавропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивитини обйектип вә әқлий муһакимә қилишини, әмәлий һәмкарлиқни пухта асаста давамлаштурушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел хитайниң тәрәққийатиниң йавропа иттипақи вә дунйа үчүн пайдилиқ икәнликигә ишарәт қилип, йавропа иттипақиниң хитайниң тәрәққийатини бастурушни мәқсәт қилмайдиғанлиқини вә «йеңи соғуқ мунасивәтләр уруши»ға қарши икәнликини әскәрткән.

тәрәпләр сөһбәт җәрйанида украина киризиси тоғрисидиму пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر