русийә қазақистанниң астанә сөһбәтлири қарариниң «ойлимиған йәрдин чиққан»лиқини билдүрди

русийә пирезидентиниң сүрийә ишлириға мәсул алаһидә вәкили александир лаврентийев қазақистанниң сүрийә мәсилисигә мунасивәтлик астанә сөһбәтлири тоғрисидики қарариниң ойлимиған йәрдин чиққанлиқини билдүрди.

2002842
русийә қазақистанниң астанә сөһбәтлири қарариниң «ойлимиған йәрдин чиққан»лиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, русийә вә иран астанә йиғинида (сүрийәгә) қошна дөләтләрниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит салидиған бөлгүнчилик қилмишлириға қарши туруш ирадисини қайта тәкитлиди.

қазақистанниң пайтәхти астанәдә 20 - нөвәтлики өткүзүлгән «сүрийә мәсилиси тоғрисидики астанә сөһбәтлири»ниң бирләшмә байанати елан қилинди.

түркийә, русийә вә иран сүрийәниң шәрқий шималидики (п к к / й п ниң) қанунсиз һакимийәт тикләш урунушлирини вә террорлуқ тәшкилатлирини қоллаватқан дөләтләрниң қилмишлирини әйиблиди.

астанә йиғининиң түркийә - сүрийә мунасивәтлирини нормаллаштурушқа мунасивәтлик қисмида, йол хәритиси тәййарлаш йолидики илгириләшләрму музакирә қилинди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «(астанәдә) тәрәпләр сүрийәликләрниң бихәтәр, ихтийари вә иззәт - абруйи сақланған һалда йуртлириға қайтип кетишигә капаләтлик қилиш үчүн, сүрийә ичидә зөрүр шәрт – шараит йаритишниң зөрүрлүкини оттуриға қойди» дегәнләрни қәйт қилди.

шуниң билән бир вақитта, русийә пирезидентиниң сүрийә ишлириға мәсул алаһидә вәкили александир лаврентийев астанә форматиниң сүрийә киризисини һәл қилиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини, сөһбәтләрни давамлаштуруш үчүн йеңи орун издәйдиғанлиқини билдүрди.

лаврентийев сүрийә мәсилиси музакирә қилинған астанә сөһбәтлириниң чоң йиғилишидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп байанат бәрди؛ у қазақистанниң сүрийә мәсилисигә мунасивәтлик астанә сөһбәтлири тоғрисидики қарариниң ойлимиған йәрдин чиққанлиқиға ишарәт қилип, астанә формати әзалириниң сүрийә киризисини һәл қилиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини, пәқәт келәр қетимлиқ сөһбәт үчүн йеңи орун издәйдиғанлиқини ейтти.

қазақистан муавин ташқи ишлар министири қанат томиш бүгүн кепил дөләтләр — түркийә, русийә вә иранға 20- нөвәтлик астанә сөһбитиниң астанә сөһбәт мусаписиниң ахирқи йиғини икәнликини рәсмий елан қилишни тәклип қилғаниди.

тумш 2017- йили 1- айда башланған 20 қетимлиқ астанә сөһбитиниң 18 иниң қазақистан пайтәхти астанәдә өткүзүлгәнликини байан қилип: «қазақистандики сөһбәт сүрийәдә җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш райони тәсис қилип, тоқунушуватқан тәрәпләр оттурисидики қан төкүлүшни тохтитип, нурғун кишиниң һайатидин айрилишиниң алдини алди. шундақ қилип, әң баштики асаслиқ мәқситигә йәткән болди» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر