йавропа тәйвәнниң техиму йахши мунасивәт орнитиш тәлипигә сәл қарийалмайду

тәйвән ташқи ишлар министири җосеф ву йавропа дөләтлириниң илғар микро өзәк техникилирини импорт қилиш үчүн, тәйвәнниң йаропа билән техиму йахши мунасивәт орнитиш тәләплиригә сәл қарийалмайдиғанлиқини ейтти.

2001796
йавропа тәйвәнниң техиму йахши мунасивәт орнитиш тәлипигә сәл қарийалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән ташқи ишлар министири ву <Politico> гезити билән өткүзгән сөһбитидә, микро өзәк ишләпчиқарғучи «тәйвән йерим өткүзгүч ишләпчиқириш ширкити» ниң, йавропада завут қуруши һәққидә тохталди.

министир ву тәйвәнниң йавропа дөләтлири билән болған дипломатик мунасивәтлирини күчәйтиш мәқситидә, пирага, бирйуссел вә миланда зийарәттә болди.

у тәйвән һөкүмитиниң ширкәтләр билән йавропа оттурисидики келишим вә селинмиларға тосқунлуқ қилмайдиғанлиқини билдүрүп, әмма йавропа болупму германийә тәйвәндин илғар микро өзәк техникиси импорт қилишни халиған тәқдирдә, тәйвәнниң йавропа билән техиму йахши мунасивәт орнитиш тәлипигә сәл қариса болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

у йавропаниң тәйвәнниң геополитикилиқ салаһийити вә хитай билән болған мәсилилиригә сәзгүр болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп: «йавропа тәйвән билән болған иқтисадий йаки башқа мунасивәтләрниң тәрәққийатида чоң мәнзирәни көрмәйватиду» деди.

йавропа парламентиниң муавин рәиси никола биер министир ву билән 17-ийун бирйусселда көрүшкәндин кейин, твиттерда һәмбәһирлигән учурида, тәйвәнни «демократик аилиниң мустәһкәм әзаси» дәп тәриплигән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر