германийә армийәсиниң амбирида топ оқи азлап кәтти

германийә армийәсиниң қорал-йарағ амбирида пәқәт 20 миң данә партлитиш күчи йуқири топ оқиниң  қалғанлиқи илгири сүрүлди.

2001995
германийә армийәсиниң амбирида топ оқи азлап кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә украинаға һәрбий җәһәттин йардәм қилишни давамлаштуруватқан бир пәйттә, германийәдә чиқидиған һәптилик сийасий журнал «Der Spiegel» хамчот комитетини җиддий сетивелиш лазимлиқиға қайил қилиш үчүн, дөләт мудапиә министирлиқиниң мәхпий һөҗҗәтлирини мәнбә көрсәткән һалда бир хәвәр елан қилди.

хәвәрдә, германийә армийәсиниң қорал-йарағ амбирида пәқәт 20 миң данә партлитиш күчи йуқири топ оқиниң қалғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, германийә армийәсиниң 2031-йилиға барғанда тәхминән 230 миң топ оқи болған бир амбар қуруп чиқириши керәклики, шундақ болғандила шималий атлантик әһди тәшкилатиниң 30 күнлүк кәскин урушиға бәрдашлиқ берәләйдиған сәвийәгә келидиғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә, дөләт мудапиә министирлиқиниң хамчот комитетиға кәлгүси бир нәччә ай ичидә тез сүрәтлик зәмбирәк вә танка оқлири сетивелиши тоғрисида тоққуз тохтам сунушни мәқсәт қилғанлиқи уқтурулди.

германийә қатарлиқ нурғун дөләтләр алдинқи йили (2022) февралдин буйан русийәниң һуҗумиға қарши украинаға ховтизерларда ишлитилидиған зәмбирәк оқи йардәм қилиш үчүн һәрикәткә өткән вә өз модапиәсигә сақлиниватқан оқ записини түгәткән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر