америкада қораллиқ тоқунушлар көпәймәктә

америкадики охшимиған иштатларда йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда, төт киши қаза қилип, нурғун киши йариланди.

2001235
америкада қораллиқ тоқунушлар көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтон иштати грант районлуқ сақчи даирилириниң билдүришичә, шәнбә күни (17-ийун) кәчтә өткүзүлгән бир фестивалда, горге амфи тийатирханисиға йеқин лагер мәйданида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта, икки киши қаза қилип, нурғун киши йариланған.

даириләр, һуҗум қилғучиниң қолға елинғанлиқини елан қилди.

миссури иштатиға қарашлиқ сайнит лоес шәһиридә кечидә йүз бәргән йәнә бир қораллиқ һуҗумдиму бир киши қаза қилип, тоққуз кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

иллиноис иштатидиму ду пеҗ районлуқ сақчи тармақлири шәнбә күни йерим кечидә <дөләттә қуллуққа хатимә берилгән күн> дәп билинидиған «җуненит 19 - ийун» тәбрикләш паалийәтлири җәрйанида оқ чиқириш сәвәбидин бир кишиниң қаза қилғанлиқини вә кәм дегәндә 20 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر