радикал йәһудилар мәсҗиди әқсаға йәнә бесип кирди

ишғалийәт астидики шәрқий қуддуста исраилийә сақчилириниң һәмраһлиқида нәччә онлиған радикал йәһуди мәсҗиди әқсаға бесип кирди.

2001199
радикал йәһудилар мәсҗиди әқсаға йәнә бесип кирди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин рәсмий хәвәр агентлиқи <WAFA> ниң хәвиригә асасланғанда, йәһудий көчмәнләр исраилийә сақчилириниң қоғдиши астида мәғарибә дәрвазиси арқилиқ һәрәм-шәрифкә бесип киргән.

радикал йәһудилар мәсҗиди әқсаниң һойлисида иғвагәрчилик қилипла қалмастин, йумулақ айлинип] дини мурасимлирини өткүзгән.

исраилийә сақчилири болса, пәләстинликләрниң һәрәм-шәрифкә киришини чәкләп, бәзи пәләстинликләрни қолға алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر