б д т русийәни агаһландурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати каховка тосмиси өрүлүп чүшкәндин кейин, русийәни контроллуқидики районларға зөрүр болған инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүшкә рухсәт қилишқа чақирди.

2001505
б д т русийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң украинадики инсанпәрвәрлик ишлири маслаштурғучиси денисе бровен, украинадики каховка тосмиси өрүлүп чүшкәндин кейин, зөрүр болған районларға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини бихәтәр йткүзүш мәсилисидә украина вә русийә һөкүмәтлири билән һәмкарлишиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «русийә федератсийәси һөкүмити вақитлиқ һәрбий контроллуқидики районларға кириш тәлипимизни һазирғичә рәт қилип кәлди. бирләшкән дөләтләр тәшкилати еһтийаҗлиқ районларни инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири билән тәминләшни қолға кәлтүрүш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситиду.»

у йәнә мундақ деди:

«русийә даирилирини хәлқара инсанпәрвәрлик қанунидики мәҗбурийити бойичә һәрикәт қилишқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر