нато дөләт мудапиә министирлири йиғинида, мудапиә селинмисини ашуруш тәләп қилинди
белгийә пайтәхти бирйусселда ечилған нато дөләтлириниң дөләт мудапиә министирлири йиғини иккинчи күнигә қәдәм қойди.
![нато дөләт мудапиә министирлири йиғинида, мудапиә селинмисини ашуруш тәләп қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/7696/5657/5ca6/648c21fb853b3.jpg?time=1718682496)
түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг нато дөләт мудапиә министирлири йиғини рамкисида өткүзүлгән шималий атлантик кеңиши йиғининиң ечилишида сөз қилди.
у 11-12-ийул литванийәдә өткүзүлидиған нато рәһбәрләр йиғининиң тәййарлиқлирини музакирә қилидиғанлиқлирини билдүрди.
у йавропа мудапиә пиланлирини көздин кәчүридиғанлиқлирини әскәртип, мудапиә санаәт ишләпчиқиришиниң ешиватқан тәләпләрни қандурушиға мунасивәтлик тәдбирләрниң елинидиғанлиқини қәйт қилди.
у өзлириниң йеңи вә техиму улуғвар мудапиә мәбләғ селиш вәдисини беридиғанлиқлирини, бу рамкида дөләт мудапиәсигә кәм дегәндә миллий ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %2 ни аҗритидиған чүшәнчә һасил қилинишини үмид қилдиғанлиқлирини билдүрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![йеңи зеландийә ғәззәгә қошумчә иқтисадий йардәм бериду](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/4013/5ea5/18f0/653a1165d84d0.jpg?time=1718682496)
йеңи зеландийә ғәззәгә қошумчә иқтисадий йардәм бериду
йеңи зеландийә ғәззәгә 5 милйон доллар қошумчә иқтисадий йардәм бериду.