йавропа иттипақи виза илтимасни қолайлаштуруш үчүн визини диҗиталлаштуруш алдида туриду

йавропа иттипақи кеңиши вә йавропа парламенти шенген визисини диҗиталлаштуруш тоғрисидики йеңи қанун ‏лайиһисидә бирдәклик һасил қилди.‏

1999532
йавропа иттипақи виза илтимасни қолайлаштуруш үчүн визини диҗиталлаштуруш алдида туриду

түркийә авази радйоси хәвири: йеңи қанун йолға қойулғанда, паспортқа чаплинидиған визилар диҗитал һаләткә келиду һәмдә 2D тайақчә коди сүпитидә тордин берилиду.

визаларни көчмә үскүниләргә чүшүргили болиду. виза илтимас қилғучилар торда нурғун тиллар билән виза илтимаси қилалайду.

бу йеңи систем арқилиқ илтимаслар бирла интернет суписи арқилиқ бир тәрәп қилиниду. керәклик болған  һөҗҗәтләр бу супа арқилиқ йүклиниду, виза һәққиниму мәзкур супида йатқузғили болиду.

илтимас қилғучилар көп дөләтләрни зийарәт қилишни тәләп қилғанда қайси дөләтниң илтимасни тапшурувалғанлиқи уқтурулиду.

бу система йавропа иттипақи дөләтлириниң чегра башқуруш системиси вә санлиқ мәлумат амбири билән маслишип мулазимәт қилиду.

тунҗи қетим виза тәләп қилғанлар, биологийәлик санлиқ мәлуматлири инавәтлик болмиғанлар вә йеңи паспорт алғанлар шенген дөләтлириниң консулханилириға бивастә илтимас қилиши керәк.

шенген визисиниң диҗиталлишиши билән тәннәрхни төвәнлитиш, виза илтимасини асанлаштуруш вә сүрәтни тезлитиш мәқсәт қилинмақта. шуниң билән бир вақитта йәнә, бу хил усул арқилиқ шенген райониниң бихәтәрликини ашурушму нишан қилинмақта.

бу қанун лайиһиси йавропа кеңиши вә йавропа парламенти тәрипидин рәсмий тәстиқланғандин кейин, йавропа иттипақиниң рәсмий гезитидә елан қилинип, 20 күндин кейин күчкә игә болиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر