макрон, шолз вә дуда украина мәсилисини музакирә қилди

фирансийә, германийә вә полша рәһбәрлири украина вәзийити һәмдә униң йавропа иттипақи вә натоға әза болуш мәсилисини музакирә қилди.

1999125
макрон, шолз вә дуда украина мәсилисини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти еммануел макрон, германийә баш министири олаф шолз вә полша пирезиденти андреҗ дуда фирансийәниң пайтәхти парижда көрүшүп, украинаниң нөвәттики вәзийити шундақла униң (украинаниң) йавропа иттипақи вә шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши мәсилисини музакирә қилди.

рәһбәрләр йиғиндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ пирезидент макрон йиғиндики сөзидә, украинаниң нөвәттики вәзийитиниң өзлиридин кийевни давамлиқ қоллашни тәләп қилидиғанлиқини тилға елип: «украинани бойсундурғили болмайдиғанлиқи ениқ, уни һәл қилишниң бирдинбир чариси хәлқара қанунға һөрмәт қилишни асас қилған тинчлиқтур» деди.

украинани һәрбий, сийасий вә иқтисадий қатарлиқ һәр қайси тәрәпләрдә үзлүксиз қоллашни давамлаштурушниң зөрүрлүкини әскәрткән макрон, украинаниң ғәлибисиниң пүткүл қитәниң тинчлиқиға төһпә қошидиғанлиқини тәкитлиди.

полша пирезиденти дуда болса, русийәни иккинчиләп башқа бир дөләткә таҗавуз қилиш вә тәсир даирисини кеңәйтиш имканийитидин мәһрум қилиш үчүн, русийә җаһангирликигә хатимә бериш керәкликини оттуриға қойди.

«шүбһисизки, украина йавропа иттипақи вә натоға қошулиду» дегән дуда, русийә армийәсини хәлқара қанунда көрситилгән украинаға тәвә барлиқ йәрләрдин чиқириветилишиниң ғәлибә һесаблинидиғанлиқини илгири сүрди.

шолз фирансийә, полша вә германийә оттурисидики һәмкарлиқниң йавропа үчүн интайин муһимлиқини тилға елип, үч дөләтниң мәйданиниң ениқ икәнликини, уларниң украинани қәтий қоллап келиватқанлиқини, еһтийаҗла болидикән, украинани қоллашни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

германийә баш министири шолз русийә пирезиденти владимир путинниң пиланиниң мәғлуп болғанлиқини тонуп йетиш пәйтиниң кәлгәнликини тилға елип: «йүз миңларчә өлүк, милйонларчә йаридар вә булардинму көп мусапирни арқида қалдурған 16 айдин кейин, урушни ахирлаштуридиған пәйт кәлди. бу пәйт әскәрләрни чекиндүрүп, адил тинчлиқ орнитиш тоғрисида сөзлишишкә тәййарлиқ қилиш пәйти» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر