нато һава армийә манериви германийәниң саһибханлиқида башланди

германийә һава армийәсиниң саһибханлиқида нато тарихидики әң чоң һава армийә маневири болған «2023-һава армийә мудапиәси» башланди.

1998619
нато һава армийә манериви германийәниң саһибханлиқида башланди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, нато һава армийә маневири германийә һава армийәсиниң «A400M» типлиқ тирансипорт айропилани төвән саксонйадики вонсторф һава армийә базисидин учуши билән башланған.

23-ийунғичә давам қилидиған маневирға түркийә қатарлиқ 25 дөләттин кәлгән 250 уруш айропилани вә тәхминән 10 миң әскәр қатнашти.

маневирда германийә һава армийәсиниң барлиқ базилири ишлитилиду.

ийун ейиниң оттурисида өткүзүлгән маневир мунасивити билән, германийәниң җәнуби, шимали вә шәрқидә алаһидә һава бошлуқи бекитилди. йавропа һава бошлуқида учуш линийәсиниң өзгәртилидиғанлиқи билдүрүлди.

германийә һава армийәси саһибханлиқ қилған бу қетимқи маневирда, натониң һава мудапиәсини мустәһкәмләш, һава армийәсиниң күчлүк тәсирини сақлап қелиш вә атлантик окйанниң икки тәрипиниң маслишишчанлиқини күчәйтишни мәқсәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر