исраилийә қисимлири пәләстинлик мәһбусниң  өйини чиқип ташлиди

исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта пәләстинлик мәһбус ислам әл фаруһниң өйини чиқип ташлаватқан пәйттә йүз бәргән малиманчилиқта 16 пәләстинлик йариланди.

1997027
исраилийә қисимлири пәләстинлик мәһбусниң  өйини чиқип ташлиди

түркийә авази радйоси хәвири: исраилийә армийәсигә қарашлиқ бир әтрәт рамаллаһтики ислам әл фаруһниң аилисидикиләр турушлуқ өйниң астиға партлатқуч орунлаштурди. партлаш төт қәвәтлик бинаниң иккинчи қәвитигичә тәсир көрсәтти.

бу җәрйанда, өйниң вәйран қилинишиға наразилиқ билдүргән әтраптики йашлар билән исраилийә әскәрлири оттурисида малиманчилиқ йүз бәрди. әскәрләр раст вә пластик оқ ишләтти, пәләстинлик йашлар таш етип қаршилиқ көрсәтти.

вәқәдә 16 пәләстинлик йариланди, онлиған пәләстинлик газ бомбисиниң еғир тәсиригә учриди.

исраилийә даирилири 2023-йилиниң бешидин майниң ахириғичә, ишғалийәт астидики шәрқий қуддуста пәләстинлиикләргә тәвә 104 бинани «иҗазәтнамиси йоқ» дегән баһанә билән чеқип ташлиди.

исраилийә қисимлири пәләстинликләрни «һуҗум қилди» дегән баһанә билән әйибләп, назарәткә елип түрмигә ташлаштин башқа йәнә, өйлирини чеқип ташлаш арқилиқму җазалимақта.  

пәләстинлик ислам әл фаруһ ғәрбий қуддустики охшимиған икки нуқтида аптобус бекитигә йеқин җайда, бомба һуҗуми тәшкилләш билән әйиблинип  2022-йили 27-декабирда қолға елинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر