бәдәхшанниң муавин валийси сүйиқәст билән өлтүрүлди

афғанистанниң бәдәхшан вилайити муавин валийси вә вакаләтчи валийси мәвләви нисар әһмәд әһмәди сүйиқәсткә учрап һайатидин айрилди.

1995869
бәдәхшанниң муавин валийси сүйиқәст билән өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бәдәхшан валий мәһкимиси мәдәнийәт вә учур директори маазәддин әһмәди елан қилған байанатида, шу йәр вақти саәт әтигән саәт 08:15 дә, вилайәтниң мәркизи райони фәйзабадтики сот мәйданида йүз бәргән партиашниң муавин валий әһмәди олтурған аптомобилни һуҗум нишани  қилғанлиқини билдүрди.

әһмәди байанатида, партлаш нәтиҗисидә бәдәхшанниң муавин валийси мәвләви нисар әһмәд әһмәди билән йәнә бир кишиниң қаза қилғанлиқини вә алтә кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

партлашниң адәм бомба һуҗуми билән әмәлгә ашурулғанлиқи билдүрүлди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر