байдин оқуш пүттүрүш мурасимида йиқилип чүшти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин америка һава армийәси кадемийәси оқуғучилириниң оқуш пүттүрүш мурасимида сәһнидә йиқилип чүшти.

1994413
байдин оқуш пүттүрүш мурасимида йиқилип чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: байдин колорадо иштатидики америка һава армийәси академийәси оқуғучилириниң оқуш пүттүрүш мурасимида нутуқ сөзлигәндин кейин, оқуғучиларниң дипломлирини тәқдим қилди, андин сәһнидә путлишип, тәңпуңлуқини йоқитип, йиқилип чүшти.

җо байдин муһапизәтчилири вә һава армийәси офитсерлириниң йардимидә орнидин турди.

ақсарай тәрипидин 80 йашлиқ байдинниң әһвали һәққидә техичә рәсмий байанат елан қилинмиди.

ақсарай учур – алақә ишлири маслаштурғучиси бен лаболт аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, пирезидент байдинниң әһвалиниң йахши икәнликини, байдинниң қол елишип көрүшкән вақиитта сәһнидики бир қум халтисиға путлишип кетип, йиқилип чүшкәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر