германийәдә өткән йили 48 миң 300 сүрийәлик пуқралиққа қобул қилинди

германийәдә өткән йили пуқралиққа қобул қилинғанлар ичидә сүрийәликләр биринчи орунға өтти.

1993146
германийәдә өткән йили 48 миң 300 сүрийәлик пуқралиққа қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: федератсийә истатистика идариси (Destatis) ахбарат елан қилип, германийә пуқралиқиға қобул қилинғанларниң истатистикиси һәққидә мәлумат бәрди.

байанатта, 2022-йили пуқралиқ салаһийитигә еришкән чәтәлликләр саниниң 2021-йилдикигә селиштурғанда %28 ашқанлиқи, пуқралиққа қобул қилинған 168 миң 545 киши арисида сүрийәликләр саниниң 48 миң 300 билән биринчи орунға өткәнлики билдүрүлди.

алдинқи йилға селиштурғанда, пуқралиқ салаһийитигә еришкәнләр саниниң 37 миң киши көпәйгәнлики, буниң йеқинқи 20 йилдин буйанқи әң йуқири сан болғанлиқи билдүрүлгән байанатта йәнә, германийә пуқралиқиға қобул қилинғанларниң %29 иниң сүийәликликләрдин тәшкил тапқанлиқи уқтурулди.

байанатта 6810 ирақлиқ вә 5600 украиналиқниңму германийә пуқралиқиға еришкәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر