путин йавропа мунтизим һәрбий қисимлар әһдинамисини әмәлдин қалдурди
русийә пирезиденти виладимир путин йавропа мунтизим һәрбий қисимлар әһдинамисини әмәлдин қалдурди.
1992530

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин қарарнамә имзалап, 1990- йили 11- айниң 19- күни фирансийәниң пайтәхти парижда имзаланған «акка»ниң әмәлдин қалдурулғанлиқини җакарлиди.
һәр қайси тәрәпләрниң мунтизим һәрбий қисимлириға чәклимә қойушни мәзмун қилған «акка» әһдинамиси, шималий атлантик әһди тәшкилати — нато вә варшава шәртнамисигә тәрәп дөләтләр оттурисида имзаланғаниди.
2015- йили русийә «акка» даирисидә чақирилған йиғинларға қатнишишни тохтитишни қарар қилғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

пакистан: қарабағ әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини
пакистан қарабағни әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини дәп қарайдиғанлиқини елан қилди.