путин биразилийә пирезиденти билән телефонлашти

русийә пирезиденти виладимир путин биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силва билән телефонда көрүшти.

1991576
путин биразилийә пирезиденти билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийиниң билдүрүшичә, русийә пирезиденти виладимир путин билән биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силва телефонда көрүшүп, украинаниң нөвәттики зәвийити һәққидә музакирә елип барған.

телефон сөһбитидә, биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силва  йапонийәниң хирошима шәһиридә чақирилған 7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини вә украина мәсилисини һәл қилиштики мурәссәчилик тәшәббуслири тоғрисидики көз қарашлирини путинға йәткүзгән.

путинму украинаниң нөвәттики вәзийити һәққидә көз қарашлирини оттуриға қойуп, мундақ  дегән: «кийев вә ғәрблик қоллиғучилири тосалғу болуватқан болушиға қаримай, сийасий вә дипломатик сөһбәт өткүзүшкә һәр даим тәййармиз.»

телефон сөһбитидә йәнә, русийә – биразилийә мунасивәтлири, шундақла кесәк алтун дөләтлири вә башқа хәлқаралиқ мунбәрләрдики бирләшмә паалийәтләр һәққидә музакирә елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر