җәнубий африқада  «холера йуқуми» сәвәбидин нурғун адәм өлди

җәнубий африқада «холера йуқуми» сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 20 гә йәтти.

1991296
җәнубий африқада  «холера йуқуми» сәвәбидин нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа гавтең өлкилик сәһийә идарисиниң билдүрүшичә, йеқинқи күнләрдә преторйа вилайитиниң  шималидики һамманскрал районида «холера йуқуми» тарқалғандин буйан 29 киши йуқумланған, булардин 20 киши һайатидин айрилған, «холера йуқуми» аламәтлири көрүлгән 179 киши дохтурханиға орунлаштурулған.

җәнубий африқа һөкүмитиниң билдүрүшичә, бу райондики барлиқ су мәнбәлири тәҗрибиханиларда тәкшүрүлгән болсиму, әмма һазирға қәдәр һечқандақ бир су мәнбәсидә «холера йуқуми» байқалмиған.

җәнубий африқа йуқумлуқ кесәлликләр тәтқиқат орниниң билдүрүшичә, «холера йуқуми» ниң әң рошән аламәтлиридин бири ичи сүрүш икән, шуңа ичи сүрүш кесәлликлириниң һәммисини «холера йуқуми» гумани билән давалаш керәк икән.

игилинишичә, «вибрио» бактерийәсидин келип чиқидиған, йемәклик вә су арқилиқ тарқилидиған «холера йуқуми», қаттиқ ичи сүрүш вә уссузлуқни кәлтүрүп чиқиридикән.

әгәр  вақтида даваланмиса, еғир ақивәтләр келип чиқидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر