данийә билән голландийә натониң украина армийәсини тәрбийәләш қисмиға башчилиқ қилиду

америка дөләт мудапиә министири лойд остин (Lloyd Austin) украина армийәсини «F-16» мәшиқи қилдуруш үчүн қурулған йавропа бирләшмә қисмиға данийә билән голландийәниң башчилиқ қилидиғанлиқини билдүрди.

1991201
данийә билән голландийә натониң украина армийәсини тәрбийәләш қисмиға башчилиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири лойд остин мудапиә учришиш гурупписи йиғинини ахирлаштуруп, америка армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи марк миллей (Mark Milley) билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у украина армийәсиниң бәзи һәл қилғуч қабилйәт җәһәттики йетәрсизликлири үстидә сөһбәт өткүзгәнликлирини әскәртип: «украинаниң әң муһим еһтийаҗи қуруқлуқта қурулидиған һава мудапиә қабилийитини өстүрүш һесаблиниду. учришиш гурупписи украинаниң һава тәвәликини мудапиә қилиш қабилийитини өстүрүш үчүн зор тиришчанлиқ көрситиду» деди.

у украина учқучилирини «F-16» айропилани бойичә тәрбийәләш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини билдүрүп, кейинки һәптиләрдә башлинидиған тәлим-тәрбийәләр үчүн қурулған йавропа бирләшмә қисимға, голландийә билән данийәниң башчилиқ қилидиғанлиқини әскәртти.

у икки дөләтниң америка вә башқа иттипақдашлири билән зич алақә қилип, тәлим-тәрбийә пирограммилирини илгири сүридиғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«норвегийә, белгийә, португалийә вә полша қатарлиқ дөләтләрму тәлим-тәрбийә ишлириға күч чиқиришни тәклип қилди. биз техиму көп дөләтләрниң бу муһим ишқа қетилишини үмид қилимиз.»

америка армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи марк миллей һава тәвәликини контрол қилишниң муһим мәсилә икәнликини тәкитләп: «украина йеқинқи 1 йерим йилда һава тәвәликини қоғдашниң әң тез вә әң әрзан йолиниң қуруқлуқта һава мудапиә системилирини қуруш икәнликини наһайити очуқ көрситип бәрди» деди.

у американиң бу сәвәбтин украинани һәр хил мудапиә системилири билән тәминлигәнликини, бүгүнгичә украинаниң берилгән барлиқ қорал системилиридин үнүмлүк пайдиланғанлиқини, пат йеқинда «F-16» айропиланлиридинму үнүмлүк пайдилинидиғанлиқини қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر