русийә шиветсийәлик бәш дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилди

русийә шиветсийәлик бәш дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилишни қарар қилди.

1990890
русийә шиветсийәлик бәш дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, шиветсийәниң 25- апрел (2023) русийәлик бәш дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилғанлиқини хатирилитип өтти.

буниң «дүшмәнләрчә» ташланған бир қәдәм икәнлики вә икки дөләт мунасивитини қийин әһвалға чүшүрүп қойғанлиқи тәкитләнгән байанатта, бу сәвәбтин шиветсийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси малена мардниң министирлиққа чақирилғанлиқи әскәртилди.

байанатта: «баш әлчигә, охшаш усулда муамилә қилиш пиринсипиға асасән, шиветсийәниң москва әлчиханисидики мудапиә ишлириға мәсул үч хадимни өз ичигә алған бәш шиветсийәлик дипломатиниң қарши елинмайдиған киши елан қилинғанлиқи уқтурулди» дегән ибариләргә орун берилди.

ундин башқа, русийәниң готенбургдики консулханисиниң 9- айниң 1- күнидин башлап паалийитини тохтитишиниң қарар қилинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «баш әлчигә йәнә, русийә тәрәпниң 2023 – йили 1 – сентәбирдин башлап шиветсийәниң сант петирсбургдики консулханисиға бәргән паалийәт иҗазәтнамәсини бикар қилғанлиқи уқтурулди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر