б д т: һәммә кишиниң украинада урушни ахирлаштуруш мәсулийити бар

б д т һәр бир кишиниң украинада урушни ахирлаштуруш мәсулийитиниң барлиқини билдүрди.

1987975
б д т: һәммә кишиниң украинада урушни ахирлаштуруш мәсулийити бар

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи байанатчиси стефан дуҗарик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, җәнубий африқаниң украинада көрсәткән тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқлири үстидә тохталди.

у җәнубий африқа пирезиденти сйрил рамофоса (Cyril Ramaphosa) ниң баш катип антонийо гутерресқа телефон қилип, украинада көрсәткән тиришчанлиқлири тоғрисида мәлумат бәргәнликини қәйт қилди.

у: «биз йахши нийәтлик дөләтләрниң қилишқа тегишлик ишни қиливатқанлиқини көрүватимиз. буниңда һәйран қаларлиқ иш йоқ, бу җәһәттә һәммә адәмниң мәсулийити бар. баш катип гутерресму өз мәсулийитини ада қиливатиду» деди.

у һәммә кишиниң украинадики урушниң б д т низамнамәси, алақидар қарарлар вә хәлқаралиқ қанун даирисидә ахирлишишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти.

җәнубий африқа президенти сйрил рамафоса алтә африқа дөлити рәһбәрлириниң украина-русийә урушини ахирлаштуруш тиришчанлиқлириниң бир қисми сүпитидә «тинчлиқ нишани» қуридиғанлиқини елан қилған иди.

рамафоса телефон сөһбәтлиридә, африқа рәһбәрлириниң русийә пирезиденти владимир путин вә украина пирезиденти володимир зеленскийға тинчлиқ тәклипини сунғанлиқини, һәр икки рәһбәрниң буни қобул қилғанлиқини билдүргән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر