америка рус хаккер матвейевни мәлум қилғучиларни мукапатлайдиғанлиқини елан қилди

америка хаккерлиқ паалийәтлири билән шуғулланған русийә пуқраси михаил павлович матвейевниң қолға чүшүрүлүши үчүн учур билән тәминлигәнләрни 10 милйон долларғичә болған нәқ пул билән мукапатлайдиғанлиқини елан қилди.

1987618
америка рус хаккер матвейевни мәлум қилғучиларни мукапатлайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи  америкадики қанун иҗра қилиш тармақлири, ширкәтләр вә һалқилиқ ул әслиһәләргә қарши нурғун хаккерлиқ паалийәтлири билән шуғулланған русийә пуқраси михаил павлович матвейевниң қолға чүшүрүлүши үчүн учур билән тәминлигәнләрни 10 милйон долларғичә болған нәқ пул билән мукапатлайдиғанлиқини елан қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мат миллер йазма байанат елан қилип: «русийә тор җинайәтчилириниң бихәтәр панаһгаһи болуп, йаман ғәрәзлик йумшақ детал актийорлирини америка вә униң шерик вә иттипақдашлириға зийанлиқ тор һәрикәтлирини әркин - азадә елип баридиған муһит билән тәминлимәктә» деди.

байанатчи миллер америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара тәшкиллик җинайи қилмишларға тақабил туруш мукапат пирограммисиниң бир қисми сүпитидә, русийә пуқраси михайил павлович матвейевниң хәлқаралиқ тәшкиллик җинайи қилмишларға тақабил туруш даирисидә назарәт астиға елинип сотлинишиға йардәмчи болидиған учурлар билән тәминлигәнләргә 10 милйон долларғичә мукапат берилидиғанлиқини билдүрди.

америка әдлийә министирлиқиниң вашингтон вә нйу җерсий иштатидики икки сот мәһкимисидә матвейев үстидин дело турғузғанлиқини тилға алған миллер, мәзкур рус хаккерниң йәнә америка малийә министирлиқиниң җаза тизимликигә киргүзүлгәнлики тоғрисидики учурларниму ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر