б д т түркийәниң ашлиқ келишимигә қошқан төһписигә миннәтдарлиқ билдүрди

мартин гирифитис түркийә һөкүмитиниң қара деңиз ашлиқ келишими үчүн намайан қилған «тиришчанлиқи, күчи вә ирадиси» гә миннәтдарлиқ билдүргәнликини ейтти.

1986873
б д т түркийәниң ашлиқ келишимигә қошқан төһписигә миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катипи, қошумчә җиддий йардәм бериш ишлири маслаштурғучиси мартин гирифитис, түркийә һөкүмитиниң қара деңиз ашлиқ келишими үчүн намайан қилған «тиришчанлиқи, күчи вә ирадиси»гә миннәтдарлиқ билдүргәнликини ейтти.

гирифитис б д т хәвпсизлик кеңишиниң украинадики инсаний вәзийәт тоғрисидики йиғинида сөз қилди؛ йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә ашлиқ келишиминиң даирисини кеңәйтип, техиму үнүмлүк иҗра қилиш мәқситидә қойуқ сөһбәтләрниң өткүзүлгәнликини билдүргән гирифитис: «қара деңиз ашлиқ келишиминиң давамлишиши интайин муһим. биз һәр қайси тәрәпләрни мәшғулатниң оңушлуқ вә үнүмлүк елип берилиши үчүн, мәсулийәтлирини ада қилишқа чақиримиз. дунйа бизни көзитиватиду» дегәнләрни қәйт қилди.

у ашлиқ келишимидә баштин тартип моһим рол ойниған түркийәниң әң ахирқи ашлиқ сөһбитигиму истанбулда саһибханлиқ қилғанлиқини әскәртип: «мән түркийә һөкүмитиниң бу келишимни давамлаштуруш үчүн көрсәткән тиришчанлиқи, күчи вә ирадисигә рәһмәт ейтимән» деди.

гирифитис мәзкур келишимниң түрткисидә 30 милйон тоннидин артуқ йүкниң украина портлиридин бихәтәр експорт қилинғанлиқини әскәртип, буларниң %55 иниң тәрәққий қиливатқан дөләтләргә, %6 тиниң тәрәққий қилмиған дөләтләргә йәткүзүлгәнликини тәкитлиди.

у йәнә, дунйа йемәклик вә деһқанчилиқ тәшкилатиниң әң йеңи санлиқ мәлуматлириға қариғанда, йеқинқи 12 ай ичидә йәр шари ашлиқ баһасиниң %20 төвәнлигәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر