исраилийә ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини давамлаштурушни қарар қилди

исраилийәниң 9-май ишғал астидики ғәззә райониға қозғиған һуҗумлирида һазирғичә өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 31 гә йәтти.

1985517
исраилийә ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини давамлаштурушни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә министирлиқиниң байанатиға қариғанда, исраилийә армийәсиниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида йәнә бир пәләстинлик һайатидин айрилған.

исми ашкариланмиған бу пәләстинликниң өлүми билән бирликтә, йеқинқи 3 күн ичидики һуҗумларда җенидин айрилғанларниң сани 31 гә йәткән, йариланғанларниң сани 90 дин ешип кәткән.

исраилийә армийәси тәрипидин тарқитилған көрүнүшләрдә, олтурақ районлириға йеқин җайларниң һава һуҗумлирида зәрбигә учриғанлиқи камераларда әкс әткән.

бу җәрйанда, һуҗум астидики ғәззәдинму исраилийәгә бир қатар ракетамийот вә минамйот оқлири етилди.

исраилийә армийәси һазирға қәдәр ғәззәдин тәхминән 800 ракетамийот вә минамйотларниң етилғанлиқини, буниң 620 иниң ғәззә районидин һалқип өткәнликини, һава мудапиә системилириниң 179 ракетамийотни тоувалғанлиқини уқтурди.

исраилийә армийәси йәнә, ғәззә районида «ислами җиһад һәрикити» гә тәвә 191 нуқтиниң бомбардиман қилинғанлиқини уқтурди.

исраилийә билән пәләстин гуруппилириниң уруш тохтитиш сөһбити техи нәтиҗигә еришәлмиди.

йәнә бир тәрәптин, исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу билән дөләт мудапиә министири йоав галлант ғәззәгә қаритилған «һәрбий һәрикәт» ни давамлаштурушни қарар қилди.

нетанйаһу билән галлант йуқири дәриҗилик қоманданлар билән кеңәшкәндин кейин, исраилийә армийәсигә ғәззәдики «ислами җиһад һәрикити» гә давамлиқ қаттиқ зәрбә  бериш тоғрилиқ йолйуруқ чүшүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر