америка - хитай оттурисида йуқири дәриҗилик рәһбәрләр сөһбити өткүзүлди

америка қошма иштатлири билән хитай оттурисида «җасуслуқ шари» киризисидин кейин тунҗи қетим йуқири дәриҗилик рәһбәрләр сөһбити өткүзүлди.

1985704
америка - хитай оттурисида йуқири дәриҗилик рәһбәрләр сөһбити өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт хәвпсизлик кеңиши мәслиһәтчиси җейк сулливан австирийә пайтәхти вийеннада хитайниң йуқири дәриҗилик дипломати, хитай коммунистик партийәси мәркизий ташқи мунасивәтләр комитети ишханисиниң мудири ваң йи билән көрүшти.

ақсарай вә хитай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатларда, учришишниң 10-майдин 11-майғичә австирийә пайтәхти вийеннада әмәлгә ашурулғанлиқи билдүрүлди.

америка дөләт хәвпсизлик кеңиши мәслиһәтчиси җейк сулливан билән хитай коммунистик партийәси мәркизий ташқи мунасивәтләр комитети ишханисиниң мудири ваң йиниң учришиши, вашингтон билән бейҗиң оттурисида феврал ейида хитайға тәвә «җасуслуқ шари» ниң америка һава тәвәликигә кириши сәвәбидин келип чиққан киризис, һәмдә америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкенниң алдин пиланланған хитай зийаритини бикар қилишидин буйанқи әң йуқири дәриҗилик рәһбәрләр учришиши болди.

ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта, тәрәпләрниң америка-хитай мунасивәтлиридә муһим орун тутидиған мәсилиләр, йәршариви вә районлуқ бихәтәрлик мунасивәтлири, русийә-украина уруши, һәмдә тәйвән боғузиниң икки қирғиқи оттурисидики мунасивәтләр һәққидә «сәмимий, конкрет вә иҗабий» сөһбәтләрни елип барғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, тәрәпләрниң 2022-йили 11-айда һиндонезийәдә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида америка президенти җо байдин билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң учришишида һасил қилинған чүшәнчигә асасән истратегийәлик алақә йоллирини сақлап қелиш тоғрилиқ бирдәклик һасил қилғанлиқи тәкитләнди.

хитай тәрипидин елан қилинған байанатта, тәрәпләрниң хитай-америка мунасивәтлиридики тосалғуларни түгитиш вә муқимлиқни сақлаш арқилиқ мунасивәтләрниң начарлишип кетишиниң алдини елиш һәққидә өзара пикир алмаштурғанлиқи байан қилинди.

байанатта, икки рәһбәрниң асийа-тинч окйан райониниң вәзийити, украина киризиси, хәлқаралиқ вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқи, ваң йиниң хитайниң тәйвәнгә қарита мәйданини қайта тәкитлигәнлики оттуриға қойулди.

байанатта йәнә, тәрәпләрниң икки дөләтниң йуқири дәриҗилик дипломатлири вә бихәтәрлик ишлири әмәлдарлириниң бу истратегийәлик алақә йолидин давамлиқ пайдилиниш тоғрилиқ ортақ тонуш һасил қилғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر