фирансийәдә чақмақ чеқиш нисбити оттура һесаб билән саитигә 1041 қетимға йәтти

фирансийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә 25 миң қетимдин артуқ чақмақ чақти.

1983673
фирансийәдә чақмақ чеқиш нисбити оттура һесаб билән саитигә 1041 қетимға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә боран вә шивирғанларни көзитиш мәркизиниң тивиттер адресида елан қилинған байанатта, түнүгүн (6-май) чүштин кейин башланған боран-чапқунлуқ һаварайи шараити сәәбидин йеқинқи 24 саәт ичидә 25 миң қетимдин артуқ чақмақ чаққанлиқи билдүрүлди.

шуниң билән,  бу районларда чақмақ чеқиш нисбити оттура һесаб билән саитигә 1041 қетимға йәтти.

боран-чапқунлуқ һаварайи сәвәбидин фирансийәниң шәрқидә қаттиқ мөлдүр йағди.

фирансийә мәтбуатлириму начар һаварайи сәвәбидин 69 районда оттура дәриҗидики қизғуч сериқ агаһландуруши елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر