сомали баш министири: әшшәбабниң сомалидики һуҗумлири %70 азайди

сомали баш министири һәмзә абди баррә йеқинқи алтә ай ичидә террорлуқ тәшкилати әшшабаб һуҗумлириниң %70 азайғанлиқини елан қилди.

1983106
сомали баш министири: әшшәбабниң сомалидики һуҗумлири %70 азайди

түркийә авази радийоси хәвири: баррә сомали парламентидики сөзи җәрйанида, әшшабабқа қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири нәтиҗисидә, тәшкилатниң һуҗумлириниң %70 азайғанлиқиға даир учурларни ортақлашти.

сомали армийәсиниң әшшәбабқа қарши «бибаһа пидакарлиқ» билән күрәш қилғанлиқини билдүргән баррә, дөләтниң бихәтәр һаләткә келишкә башлиғанлиқини тәкитлиди.

әшшәбаб тәшкилати 2000 – йилларниң оттурилиридин башлап моқдишу һөкүмитини ағдуруп ташлашқа урунуп кәлмәктә.

бир тәрәптә сомали армийәси әшшәбабқа зәрбә бериш һәрикәтлирини, йәнә бир тәрәптә, террорлуқ тәшкилати әшшәбаб пат – патла аһалиләр районлири вә һәрбий орунларға һуҗум қилишни давамлаштурмақта.

әшшәбаб тәшкилати йәнә сомалиниң қошниси кенийәдиму пат - патла террорлуқ һәрикәтлирини елип бармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر