русийә украинани путинға суйиқәст қилишқа урунуш билән әйиблиди

русийә украинани түнүгүн кечә пирезидент виладимир путинни өлтүрүш үчүн, русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремилға учқучисиз һава аппаратлирини ишлитип һуҗум қилиш билән әйиблиди.

1982254
русийә украинани путинға суйиқәст қилишқа урунуш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: «риа новости» агентлиқи тәрипидин тарқитилған русийә һөкүмитиниң байанатида, киремил сарийиниң һуҗумға «пиланлиқ террорлуқ һуҗуми» дәп баһа берип, интиқам елиш һоқуқини һоқуқини сақлап қалғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, путинниң киремил сарийи тамлири ичидики туралғусиға қилинған һуҗумда икки учқучисиз һава аппаратиниң ишлитилгәнлики, әмма бу аппаратларниң русийә армийәси тәрипидин чүшүрүветилгәнлики билдүрүлди.

русийә путинниң һуҗум пәйтидә киремил сарийида әмәсликини, шуңа йариланмиғанлиқини вә киремил бинасиниң зийанға учримиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر