йавропа: зелнский-ши телефон сөһбити йахши илгириләш

йавропа иттипақи украина пирезиднти володимир зелнский билән хитай рәиси ши җинпиңниң телефон сөһбитиниң йахши илгириләш икәнликини билдүрди.

1980166
йавропа: зелнский-ши телефон сөһбити йахши илгириләш

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң бир әмәлдари бирйусселда мухбирларниң зийаритини қобул қилғанда, «зелнский билән шиниң ахири телефонда көрүшүши вә алақә қаналлириниң очуқ болуши йахши илгириләш» деди.

нам-шәрипини ашкарилашни халимиған мәзкур әмәлдар, бу хилдики көрүшүшләрниң әһмийитини хитай вә украина мәсуллири билән учрашқанда даим тәкитлигәнликлирини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«хитайниң украинаға вә башқа дөләтләргә алаһидә вәкил әвәтиш нийитигә диққәт қилдуқ.»

зелнскийниң украинаниң земин пүтүнлүки, игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини асас қилған адил тинчлиқ тәшәббуслирини қоллиғанлиқлирини әскәрткән  мәзкур әмәлдар, тинчлиқ учришишлириниң шәртлирини украинаниң қарар қилидиғанлиқини тәкитлиди.

бу хитай рәиси ши билән украина пирезиднти ши җинпиңниң украина-русийә уруши башланған 2022-йили 24-февралдин буйан тунҗи қетим телефон сөһбити болуп һсаблиниду. ши җинпиң уруш башланғандин кейин русийә пирезиденти путин билән нурғун қетим көрүшти. һәтта, москвани зийарәт қилди, әмма пирзидент зеленский билән һечқандақ алақә қилип бақмиған иди.

хитай украина-русийә урушини сийасий йол арқилиқ һәл қилиш үчүн тәрәпләр билән учришиш өткүзүш мәқситидә украина вә башқа дөләтләргә алаһидә вәкил әвәтидиғанлиқини елан қилған иди.

пирзидент зеленский тинчлиқ үчүн земиндин ваз кәчмәйдиғанлиқлирини, украинаниң земин пүтүнлүкиниң 1991-йили бәлгиләнгән чегралар бойичә капаләткә игә қилиниши керәкликини тәкитлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر