америка ташқи ишлар министирлиқи норвегийәгә қорал-йарағ сетишни тәстиқлиди

америка ташқи ишлар министирлиқи норвегийәгә 1 милйард 166 милйон доллар қиммитидә қорал-йарағ сетип беришни тәстиқлиди.

1980185
америка ташқи ишлар министирлиқи норвегийәгә қорал-йарағ сетишни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мудапиә хәвпсизлик һәмкарлиқ агентлиқи норвегийәгә қорал-йарағ сетип беришниң тәстиқланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «ташқи ишлар министирлиқи норвегийәгә қиммити тәхминән 1 милйард доллардин артуқ болған <MH-60R> типлиқ тик учар вә үскүнилирини сетип беришни тәстиқлиди» дейилди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң қорал-йарағ сетип беришни тәстиқлиши, америка нуқтисидин ейтқанда, һечқандақ мәсилиниң йоқлуқини билдүриду.

америка конгрәси нато әзалириға 15 күн, нато әзаси болмиған дөләтләргә 30 хизмәт күни ичидә ташқи ишлар министирлиқиниң қорал-йарағ сетип бериш қарариға наразилиқ билдүрмигән әһвалда, һөкүмәт сетип бериш тәстиқланған дөләт билән сетиш пилани вә тәминләш мусапилириға мунасивәтлик учришишлирини башлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر