русийәниң балтиқ филоти йуқири дәриҗилик урушқа тәййарлиқ һалитигә өткүзүлди

русийәниң балтиқ деңизи филоти урушқа йуқири дәриҗидә тәййарлиқ қилиш һалитигә өткүзүлди.

1976553
русийәниң балтиқ филоти йуқири дәриҗилик урушқа тәййарлиқ һалитигә өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә балтиқ деңизи филоти мәтбуат ишлири оргини байанат елан қилип, филотниң балтиқ деңизи базисидики қисимлириниң тәкшүрүш даирисидә урушқа йуқири дәриҗидә тәййарлиқ қилиш һалитигә өтүп, маневир башлиғанлиқини уқтурди.

русийәниң краснодар районида өткүзүлгән маневирға парахот әтритиниң 1500 дин артуқ әскири, 10 уруш парахоти, 50 һәрбий әслиһәси билән айропилан вә тик учар айропиланлири қатнашти.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу 14- апрел тинч окйан филотиниң тәкшүрүшниң бир қисми сүпитидә урушқа йуқири дәриҗидә тәййарлиқ қилиш һалитигә киргүзүлгәнликини елан қилғаниди.

пирезидент виладимир путин түнүгүн шойгуға русийә флотини тәкшүрүшни давамлаштурушни буйруғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر