австиралийәдә килиматни қоғдаш паалийәтчилири малиманчилиқ туғдурди

австиралийәниң йеңи җәнубий велис иштатида (NSW) намайишчилар нйукастел портиға кетиватқан бир пойизни тохтитип, вагонлардин көмүр чиқиришқа башлиғандин кейин, 10 киши назарәткә елинди.

1975748
австиралийәдә килиматни қоғдаш паалийәтчилири малиманчилиқ туғдурди

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийәдә килиматни қоғдаш паалийәтчилири бир көмүр тошуватқан пойиз тинч окйан йуқири сүрәтлик ташйолиниң йенидики сандгат районидин өтүватқанда, порттин бир нәччә киломитир йирақлиқта тохтатти.

«өрләватқан деңиз долқуни» намлиқ гуруппиниң 20 дәк әзаси пойизға чиқип вагонлардин көмүр чүшүрүшкә башлиди. йәнә 30 киши төмүр йол линийәси үстигә көмүрниң чүшүрүлүшигә йардәм бәрди.

паалийәтчиләрниң һәрикити җәрйанида, пойиз кәм дегәндә төт саәт сақлиди.

сақчилар тәхминән 50 кишини назарәткә алди.  

дунйа бойичә әң чоң көмүр експорт порти һесаблинидиған невкастилдин һәр йили өтидиған 71 милйард долларлиқ малниң көп қисмини иссиқлиқ вә металлоргийәлик көмүр тәшкил қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر