коломбийәдә путбол мәйданиға чақмақ чүшүп бәш киши қаза қилди

коломбийәдә путбол мәйданиға чақмақ чүшүш сәвәбидин бәш киши қаза қилип, 15 киши йариланди.

1975764
коломбийәдә путбол мәйданиға чақмақ чүшүп бәш киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кенийә дөләт таратқулириниң хәвәрлиригә асасланғанда, җауҗа мәмурий райониға қарашлиқ ел тамбо йезисидики бир үсти очуқ путбол мәйданида, кишиләр путбол ойнаватқан пәйттә чақмақ чүшкән.

мәйдандики бәш киши җенидин айрилған вә йариланған 15 киши җиддий қутқузуш аптомобили билән дохтурханиға апирилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر