нато балтиқ деңизида һава мудапиә маневири өткүзди

шималий атлантик әһди тәшкилати балтиқ деңизида «Ramstein Alloy 2023-1» намлиқ һава мудапиә маневири өткүзди.

1975199
нато балтиқ деңизида һава мудапиә маневири өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бу йилқи һава мудапиә маневириға түркийә, германийә, португалийә, руминийә, финландийә, литванийә вә испанийә қатарлиқ дөләтләр қатнашти.

шималий атлантик әһди тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатта мундақ дейилди: «һава мудапиә маневири давамида, иттипақдаш дөләтләрниң уруш айропиланлири пуқралар айропилани билән алақә үзүлүп қалған әһвал астида пуқралар айропиланини айродурумға әкилиш қатарлиқ күндилик һайатта йолуқуш еһтимали болған һәр хил реал сенарийәләрни иҗра қилди.»

«F-16» типлиқ уруш айропиланлири көп хил уруш вәзиписини орундиди вә қуруқлуқ қисимлирини йеқиндин қоллиди.»

«финландийә 4 – апрел күни шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болғандин буйан, финландийә айропиланлири тунҗи қетим шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һәрбий маневириға қатнашти.»

байанатта тәкитлинишичә, иттипақдашлар дөләтләрниң мас қәдәмдә һәрикәт қилиш иқтидарини ашуруш мәқсәт қилинған һава мудапиә маневири нәтиҗисидә, иттипақдаш дөләтләрниң уруш айропиланлириниң балтиқ деңизи һава тәвәликидә бир гәвдә һалитидә паалийәт елип бериш иқтидари ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر