һамас исраилийәниң район вә униң мәнпәәтини хәвпкә иттириватқанлиқини оттуриға қойди

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамас исраилийәниң пүткүл район вә униң мәнпәәтигә хәвп йәткүзүватқанлиқини билдүрди.

1972949
һамас исраилийәниң район вә униң мәнпәәтини хәвпкә иттириватқанлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас байанатчиси һазим қасим йазма байанат елан қилип, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң әң йеңи байанатлириға баһа бәрди.

нитанийаһуниң пәләстин хәлқи, сүрийә вә иранға салған тәһдитлирини тилға елип өткән һамас байанатчиси һазим қасим: «исраилийә пүткүл район вә униң мәнпәәтигә хәвп йәткүзүватиду» деди.

һамас байанатчиси сөзини давамлаштуруп: «нетанйаһуниң сөзлириниң дүшмән қозғиған диний урушқа қарши мәсҗиди әқсадики кимликни қоғдаш урушини давамлаштуруватқан пәләстин хәлқимизни қорқутуши мумкин әмәс. сүркилишләр әмәлийәттә системилиқ һалда террорлуқ сийаситини давамлаштуруватқан ишғални арқа көрүнүш қилиду. хәлқимиз әркинлик вә мустәқиллиқ һоқуқини йулуп елиш йолида қанунлуқ күрәш қилмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу дүшәнбә күни кәчтидики телевизийә нутуқида исраилийә армийәсиниң сүрийәдә һәрбий һәрикәт елип бериватқанлиқини очуқ – ашкара етирап қилип: «биз иранниң сүрийәдики нишанлириға қарши һәрбий һәрикәт елип бардуқ. һамас һәрикитиниң ливанда ул әслиһә қурушиға қәтий йол қоймаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر