биразилийәдә су апити йүз бәрди

биразилийәниң шималида йағқан қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған су апитидә алтә адәм қаза қилди, миңларчә киши өй – маканлиридин айрилип қалди.

1972769
биразилийәдә су апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийә алақидар даирилири байанат елан қилип, дөләтниң маранха өлкисигә қарашлиқ 64 базарда җиддий һаләт елан қилинғанлиқини, су апити сәвәбидин 7700 аилиниң өй- макансиз қалғанлиқини, 35 миңдин артуқ кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини уқтурди.

байанатта, издәш - қутқузуш хизмәтлири үзлүксиз давамлаштурулуватқан апәт районида алтә адәмниң қаза қилғанлиқи қәйт қилинди.

апәт районини көздин кәчүргән пирезидент луйиз инакийо лула да силва өзлириниң федератип, шитатлиқ вә шәһәрлик һөкүмәтләр билән һәмкарлишип һәрикәт қиливатқанлиқини байан қилип: «биз зийанкәшликкә учриғучиларға көңүл бөлүшкә мәҗбурмиз. кишиләр йатидиған җай, ичидиға су вә башқа өзлирини тәскин тапқузидиған нәрсиләрни тәләп қилмақта؛ булар биз һөкүмәт сүпитидә қилалайдиған ишлар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر