америка федератсийә тәкшүрүш идариси русларни американи истихбарат билән тәминләшкә чақирди
америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) иҗтимаий таратқуларда син көрүнүши һәмбәһриләп, русларни американи истихбарат (дөләт бихәтәрлик учури) билән тәминләшкә чақирди.
түркийә авази радийоси хәвири: «фокус хәвәрләр» қанилиниң бир хәвиридә, америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң украинадики айиғи чиқмас уруш давам қиливатқан бир пәйттә, русийәгә мунасивәтлик истихбарат хизмитиниң сүритини тезлитиш үчүн, иҗтимаий таратқуларға йүзләнгәнлики тәкитләнди.
буниңға асасән, иҗтимаий алақә тори фейсбук вә твиттерда елан қилинған бир син көрүнүшидә, вашингтон вә русийә әлчиханисиниң рәсимләргә орун берилди. кишиләргә американи дөләт бихәтәрлик учурлири билән тәминлигән тәқдирдә, кәлгүсини өзгәртиш пурситидин бәһримән болидиғанлиқи қәйт қилинди.
син көрүнүшидә, америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң җасуслуққа қарши туруш бөлүми хадими алан кохлерниң: «федератсийә тәкшүрүш идариси сизни қәдирләйду, федератсийә тәкшүрүш идариси сизгә йардәм берәләйду, әмма биринчи қәдәмни бесиш һоқуқи пәқәт сизниңлар қолиңизда» дегән сөзлиригиму орун берилди.
америка мәркизий истихбарат идариси (CIA) ниң сабиқ москва ишханиси башлиқи дан хофман мәзкур иҗтимаий таратқу учурлириниң «ениқ» вә «ақиланә» икәнликини, буниң «америка федератсийә тәкшүрүш идариси вә американиң русийә таҗавузчилиқиға қарши турушиға йардәм бериш еһтимали барлиқи»ни ейтти.