террорлуқ һуҗумлири буркина фасониң шималида 44 кишиниң җениға замин болди

буркина фасониң шималида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 44 киши қаза қилди.

1971907
террорлуқ һуҗумлири буркина фасониң шималида 44 кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радйоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвиригә қариғанда, кимлики намәлум қораллиқ унсурлар буркина фасониң саһәл райониға җайлашқан кораков вә тондоби йезилириға һуҗум қилған.

һуҗумда 44  киши һайатидин айрилған әмма һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечкиши өз үстигә алмиған.

қошна дөләт малидики әлқаидә вә даешқа четишлиқ терорлуқ гуруппилири 2015-йилдин буйан буркина фасониң шимали вә шәрқигә пат пат һуҗумларни қилип кәлмәктә.

һөкүмәтниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2015-йилдин 2021-йили 12-айғичә 600 нәпири бихәтәрлик хадимлири болуп, җәмий 2000 ға йеқин киши қаза қилған вә 2 милйонға йеқин киши өй-маканлиридин айрилип қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر