тәйвән рәһбири америкада зийарәттә болди

тәйвән рәһбири сәй йиңвен вашингтон - бейҗиң оттурисидики җиддийчиликниң көләңгиси астида америкада ғәйрий рәсмий зийарәттә болди.

1970845
тәйвән рәһбири америкада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән рәһбири сәй йиңвен калифорнийәдики роналд реган пирезидент кутупханисида америка авам палатасиниң рәиси кевин маккарти билән көрүшти.

америка авам палатасиниң рәиси кевин маккарти учришиштин кейин өткүзүлгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, тәйвән билән болған мунасивәтләрниң  һечқачан һазирқидәк күчлүк болуп бақмиғанлиқини байан қилип мундақ деди: «биз давамлиқ тәйвәнгә қорал сетишимиз керәк. шундақла сода вә технологийә саһәсидики иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтишимиз интайин муһим.»

маккарти йәнә, американиң нийитиниң бейҗиң һөкүмити билән болған җиддийчиликни әвҗ алдуруветиш әмәсликиниму сөзлиригә илавә қилди.

хитай тәйвән рәһбири сәй йиңвенниң америка авам палатасиниң рәиси маккарти билән көрүшүшигә наразилиқ билдүрди.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилиған байанатида мундақ дейилди: «бу учришиш <бир хитай> сийаситини дәпсәндә қилғанлиқтур. бейҗиң һәл қилғуч вә үнүмлүк тәдбир қоллинип, дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдайду.»

хитай алдинқи йили (2022) америка авам палатасиниң рәиси пелосиниң тәйвәнгә қилған зийаритигә кәң көләмлик һәрбий маневирларни өткүзүш арқилиқ җаваб қайтурғаниди.

хитайниң «шәндуң» намлиқ авийаматкиси тәйвән деңиз қирғиқидин 200 деңиз мили йирақлиқта байқалғаниди.

тәйвән хитайниң бу авийаматкисидин айропилан қозғилишиниң көрүлмигәнликини әскәртип, бу авийаматкиниң паалийәтлирини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر