елон маск твиттерниң логосини алмаштурди

иҗтимаий алақә мунбири твиттерни сетивалған америкалиқ карханичи елон маск һәммини һәйран қалдурди.

1969650
елон маск твиттерниң логосини алмаштурди
twitter logo.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: елон маск твиттерға кишини һәйран қалдуридиған дәриҗидә өзгәртиш киргүзди.

у твиттерниң логосини доҗекойин (Dogecoin) ға алмаштурди. лого твиттер баш бетидә көрүлгәндин кейин, доҗекойинниң баһаси %30 өрлиди.

бу тоғрида ширкәт рәсмий байанат елан қилмиди. у һәмбәһирлигән видеода, шиба нәсиллик ит аптомобил һәйдәватқанда тутувалған сақчиға пирависи (шопурлуқ кенишкиси) ни бериду. пиравидики көк қуш рәсимини «бу кона рәсим» дәйду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر