афғанистанда кәлкүн апитидә 10 адәм қаза қилди

афғанистанниң 23 вилайитидә алдинқи һәптә йүз бәргән кәлкүн апитидә 10 адәм җенидин айрилди.

1968020
афғанистанда кәлкүн апитидә 10 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан һөкүмитиниң җиддий әһвалларға тақабил туруш министирлиқиниң байанатчиси шефи раһиминиң ахбарат васитилириға билдүрүшичә, өткән һәптә афғанистанниң 23 вилайитидә қара йамғур сәвәбидин кәлкүн апити келип чиққан.

кәлкүн апитидә 10 киши җенидин айрилған, 76 киши йариланған.

су бесип кәткән 1800 өй, 22 миң гектарлиқ деһқанчилиқ мәйданлири пүтүнләй вәйран болған.

кәлкүн апити әң көп перван вә бәлх вилайәтлиригә еғир талапәтләрни йәткүзгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر