америка хитайни «тәрәққий қиливатқан дөләт» категорийәсидин чиқириветиш мәсилисини авазға қойди

америка авам палатаси хәлқара тәшкилатларниң хитайни «тәрәққий қиливатқан дөләт» категорийәсидин чиқириветилишни мәзмун қилған қанун лайиһәсини мақуллиди.

1966775
америка хитайни «тәрәққий қиливатқан дөләт» категорийәсидин чиқириветиш мәсилисини авазға қойди

түркийә  авази радийоси хәвири: америка авам палатаси палата әзалири хитайниң «тәрәққий қиливатқан дөләт» категорийәсидики орниға хатимә беришни мәзмун қилған қанун лайиһәсигә беләт ташлиди؛ палатадики һәр икки партийәниң қоллишиға еришкән лайиһә бирдәк қобул қилинди.

«хитай тәрәққий қиливатқан дөләт әмәс» намлиқ қанун лайиһәси, америка ташқи ишлар министиридин хитайни «тәрәққий қиливатқан дөләт» дәп қарашниң алдини елиш тәдбирлирини йолға қойушни тәләп қилиду.

қанун лайиһәси хитай «тәрәққий қиливатқан дөләт» салаһийити билән бәһриман болидиған етибар бериш сийасәтлири вә йардәмләрни тосушни һәмдә уни «тәрәққий қиливатқан» дөләттин «йуқири оттура киримлиқ» йаки «тәрәққий тапқан дөләт» категорийәсигә йөткәшни нишан қилиду.

«тәрәққий қиливатқан дөләтләр» хәлқаралиқ органларниң бәзи риғбәтләндүрүш вә етибар бериш сийасәтлиридин бәһриман болалайду؛ мәсилән, дунйа сода тәшкилати бу дөләтләрниң сода пурситини ашуруш үчүн алаһидә күч сәрп қилиду.

америка палата әзалири хитайниң дунйа иқтисадидики орниға қарап, униң бу һоқуқлардин бәһриман болушиға қарши турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر