коломбийәдә бир йәрлик хәлқ рәһбири сүйиқәст билән өлтүрүлди

коломбийәдә бир йәрлик хәлқ рәһбири қораллиқ һуҗумға учрап қаза қилди.

1966223
коломбийәдә бир йәрлик хәлқ рәһбири сүйиқәст билән өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бойаҗа мәмурий райониға қарашлиқ зулийа йезисида асомипаз хәлқиниң рәһбири гонзало де җесус парра фореро қораллиқ һуҗумға учрап қаза қилған. һуҗумға қарита тәкшүрүш башланған.

бу арилиқта, коломбийә парламенти әрз - шикайәт  ишханиси билән коломбийә тәрәққийат вә тинчлиқ тәтқиқати институти (Indepaz) йәрлик хәлқ рәһбиригә қилинған һуҗумни әйиблигәнликини елан қилди.

коломбийә тәрәққийат вә тинчлиқ тәтқиқати институти (Indepaz) бу йил киргәндин буйан дөләт миқйасида җәмий 33 хәлқ рәһбириниң қәстләп өлтүрүлгәнликини, 2016 - йили нойабирда коломбийә инқилаби қораллиқ күчлири (FARC) билән дөләт оттурисида түзүлгән тинчлиқ келишимидин буйан өлтүрүлгәнләр саниниң 1442 гә өрлигәнликини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر