украинаниң русийә земиниға һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи украинаниң русийә земинлириға «Tu-141 Strij» типлиқ учқу билән һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

1965495
украинаниң русийә земиниға һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи тула райониға қайлашқан кирейевск шәһиридә йүз бәргән партлашниң сәвәби тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, русийә земиниға һуҗум қилинғанлиқиға ишарә қилинған һалда: «кийев һөкүмити <Tu-141 Strij> типлиқ учқу билән һуҗум қилишқа урунди» дейилди.

байанатта, тула райониға орунлаштурулған «S-300» вә «Pantsir-S1» һава мудапиә башқурулидиған бомба системилири, «Pole-21» електронлуқ һәрбий системилириниң бихәтәр һалда қоғдаш хизмитини әмәлгә ашурғанлиқи тәкитләнди. болупму, «Pole-21» електронлуқ һәрбий системилириниң украинаниң қораллиқ учқусиниң йол башлаш системисини оңушлуқ чәклигәнлики әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«йөнилишини йоқитип қойған учқу тула райониға қарашлиқ кирейевск шәһиригә чүшти. русийә дөләт мудапиә министирлиқи вә русийә җиддий әһваллар министирлиқиниң мутәхәссислири, һәрбий қисимлар вәқә йүз бәргән җайни тәкшүрмәктә.»

пайтәхт москваға 220 километир келидиған тула районидики кирейевск шәһиридә түнүгүн (26-март) шу йәр вақти 15:19 өткәндә партлаш йүз бәргән.

партлашта, икки кишиниң йариланғанлиқи, үч туралғу бинаси вә бәзи искилатларниң зийанға учриғанлиқи қәйт қилинди.

сабиқ советләр иттипақи дәвридә украинаниң харкив шәһиридә ишләпчиқирилған уруш вә чарлаш ишлирида ишлитилгән « Tupolev Tu-141 Strij » типлиқ учқу, 6 миң метир егизликтә учалайду, саитигә 1110 километир тезликтә 1000 километир мусапә басалайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر